@ganieva.1997: Дадам, сени бәкму сеғинимән… 💔 Мән кичик чеғимда сени йоқаттим. Сени толуқ тонуп-билип үлгәрмидим, лекин жүригимдә сән үчүн һәрқачан бир орун бар. Бәзидә сениң авазиңни аңлап, йениңда олтуруп, саңа һаятим тоғрилиқ сөзләп бәргүм келиду. Вақит өтүватиду, лекин сениң орнуң жүрәгимдә һечқачан толмайду. Әзизләр, ата-анаңлар бар вақтида қәдирләңлар. Қучақлаңлар, яхши көридиғанлиғиңларни ейтиңлар. Чүнки бир күни уларниң пақир болуп қалған орнини пақәт хатириләрла толтуриду… Дадам, маңа һаят бәргәнлигиң үчүн рәхмәт. Сени яхши көримән, сени әсләймән вә һәрқачан сеғинип өтимән. 🕊️❤️Анижаним, саңа чоң рәхмәт! ❤️ Дадамдин айрилғандин кейин, сән бизгә һәм дада, һәм апа болуп, төрт балини ялғуз чоң қилип, тик турғуздуң. Бизниң һәр бир қәдимимиздә, һәр бир утуқимизда сениң меһниң, әмгигиң вә дуайиң бар. Бүгүн бизниң чоң болуп, өз аилимиз билән бәхитлик яшаватқанлиғимиз — сениң төзүмүң вә меһриңниң нәтиҗиси. Сән биз үчүн әң қәдирлик инсансән. Анижаним, Алла саңа узун өмүр, саламәтлик вә бәхит бәрсун. Биз сени бәк яхши көримиз. ❤️
Денежные букеты 💐Шахноза
Region: KZ
Wednesday 30 September 2026 17:30:25 GMT
Music
Download
Comments
Асиям Сидикова :
Ятқан йери юмшақ роһ жәннәттләрдә болсун🤲🤲🤲
2026-10-01 04:35:38
1
Nargiza :
😳😳😭😭😭
2026-10-01 07:43:56
0
To see more videos from user @ganieva.1997, please go to the Tikwm
homepage.